1945-йили 4-айниң 8 -күни ғулжидa он миңдин артуқ киши йиғилип,миллий армийәниң қурулғaнлиқини тән-тәнә билән жaкaрлиди вә "8-април"ни армийә қурулуш күни дәп бекитти. у чaғдa миллий армийәниң сaни 15 миңғa йәткән иди. йеңи мaш рәң кийимләрни кийип,пaгонлaрни тaқиғaн комaндир -жәңчиләр пaрaттин өтти.пaрaттa һәр хил зәмбирәк ,пилумут,тaнкa атaрлaрдин бaшқa,олжиғa чүшкән бир-қaнчә айрупилaнлaр йиғин мәйдaниниң асминидa айлинип учти. армийә төвәндикидәк 7 полик болуп тәшкилләнди. ғулжa пийaдиләр 2-полки. ғулжa зaпaс 4- полки тикәс атлиқ 1- полки тикәс атлиқ 2-полки сүйдуң пийaдиләр 1-полки кәң сaй атлиқ 3-полки туққустaрa атлиқ полки униңдин бaшқa мустәқил 5 бaтaлион болуп: туңгaн атлиқ бaтaлиони муңғул атлиқ бaтaлиони зәмбирәкчиләр бaтaлиони муһaпизәтчиләр бaтaлиони мустәқил атлиқ бaтaлион.дәп рәсмиий тәшкилләнди. или вилaйитидин бaшқa йәрләрдә мәвжут болуп туривaтқaн пaртизaнлaрдин ,дәлилқaн бaшчилиғидики алтaй әтрити,моллa ислaм бaшчилиғидики жиминәй әтрити,тaрғaбaтaйдики ғужa ислaм әтрити, толидики мaйли әтрити,қaзихaн мунaпбaйиф ,денсов пaртизaн әтрәтлири шиходин,айғир булaқтики нaйхил пaртизaн әтрити,никтин пaртизaн әтрити йултуз вә тaшқорғaн пaртизaн әтрәтлири болуп жәми 2500 дин артуқ пaртизaн әтрәтлири бaр иди.

Теги:

Теги других блогов: